| 2 | GEN 1:2 | У чағда йәр болса шәкилсиз вә қупқуруқ һаләттә болди; қараңғулуқ чоңқур суларниң йүзини қаплиди; Худаниң Роһи чоңқур сулар үстидә ләрзан пәрваз қилатти. |
| 14 | GEN 1:14 | Худа йәнә: «Күндүз билән кечини айрип бериш үчүн асманларда йоруқлуқ җисимлар болсун. Улар күнләр, пәсиллар вә жилларни айрип турушқа бәлгү болсун; |
| 26 | GEN 1:26 | Андин Худа: «Өз сүрәт-образимизда, Бизгә охшайдиған қилип инсанни яритайли. Улар деңиздики белиқларға, асмандики учар-қанатларға, барлиқ мал-чарвиларға, пүткүл йәр йүзигә вә йәр йүзидики барлиқ өмилигүчи җаниварларға егидарчилиқ қилсун» деди. |
| 27 | GEN 1:27 | Шундақ қилип, Худа инсанни Өз сүрәт-образида яратти; Уни Өзиниң сүритидә яратти; Уларни әркәк-чиши қилип яратти. |
| 33 | GEN 2:2 | Худа йәттинчи күнигичә қилидиған ишини тамамлиди. У йәттинчи күни барлиқ яритиш ишини тохтитип арам алди. |
| 50 | GEN 2:19 | Пәрвәрдигар Худа тупрақтин даладики барлиқ җаниварлар билән асмандики һәммә учар-қанатларни ясиған еди; уларға адәмниң немә дәп ат қойидиғанлиғини билиш үчүн, У уларни адәмниң алдиға кәлтүрди. Адәм һәр бир җаниварға немә дәп ат қойған болса, униң ети шу болуп қалди. |
| 52 | GEN 2:21 | Шуниң билән Пәрвәрдигар Худа адәмгә бир қаттиқ уйқа салди; у ухлап қалди. У ухлаватқанда, У униң биқинидин бир аз елип, андин униң орнини әт-гөш билән етип қойди. |
| 57 | GEN 3:1 | Йәр йүзидә илан Рәб Пәрвәрдигар яратқан даладики һайванларниң һәммисидин һейлигәр еди. У аялдин: — Худа растинла бағдики дәрәқләрниң һеч қайсисиниң мевисидин йемәңлар, дедиму? — дәп сориди. |
| 60 | GEN 3:4 | Илан аялға: — Ундақ әмәс! Һәргиз өлмәйсиләр! |
| 71 | GEN 3:15 | Вә мән сән билән аялниң арисиға, Сениң нәслиң билән аялниң нәслиниң арисиға өчмәнлик салимән; У сениң бешиңни дәссәп зәхимләндүриду, Сән қопуп униң тапинини чеқип зәхимләндүрисән». |
| 72 | GEN 3:16 | Андин Худа аялға: — «Сениң һамилдарлиғиңниң җапа-мушәққәтлирини көпәйтимән; Сән қаттиқ толғақ ичидә бошинисән; Сән ериңдин үстүн турушқа һәвәс қилсаңму, У үстүңдин ғоҗилиқ қилиду» — деди. |
| 73 | GEN 3:17 | Андин У Адәм атиға: — «Сән аялиңниң сөзигә қулақ селип, Мән саңа йемә, дәп әмир қилған дәрәқтин йегиниң түпәйлидин, Сениң түпәйлиңдин йәр-тупрақ ләнитимгә учрайду; Өмрүңниң барлиқ күнлиридә пәқәт җапалиқ ишләпла, андин униңдин озуқлинисән. |
| 76 | GEN 3:20 | Униң аяли барлиқ җан егилириниң аниси болидиғини үчүн адәм униңға «Һава» дәп ат қойди. |
| 81 | GEN 4:1 | Адәм ата аяли Һава билән биллә болди; Һава һамилдар болуп Қабилни туғуп: «Мән бир адәмгә егә болдум — У Пәрвәрдигардур!» — деди. |
| 89 | GEN 4:9 | Пәрвәрдигар Қабилға: Иниң Һабил нәдә? — дәп сориди. У җавап берип: Билмәймән, мән инимниң баққучисиму? — деди. |
| 97 | GEN 4:17 | Қабил аяли билән биллә болуп, аяли һамилдар болуп Һанохни туғди. У вақитта Қабил бир шәһәр бена қиливататти; у шәһәрниң намини оғлиниң исми билән Һанох дәп атиди. |
| 100 | GEN 4:20 | Адаһ Ябални туғди. У чедирда олтиридиған көчмән малчиларниң бовиси еди, |
| 102 | GEN 4:22 | Зиллаһ йәнә Тубал-қайин дегән бир оғулни туғди. У мис-төмүр әсвапларни соққучи еди. Тубал-қайинниң Наамаһ исимлиқ бир сиңлиси бар еди. |
| 108 | GEN 5:2 | У уларни әр җинис вә аял җинис қилип яритип, уларға бәхит-бәрикәт ата қилип, яритилған күнидә уларниң намини «адәм» дәп атиди. |
| 130 | GEN 5:24 | У Худа билән бир йолда меңип яшайтти; у туюқсиз көздин ғайип болди; чүнки Худа уни Өз йениға елип кәткән еди. |
| 141 | GEN 6:3 | У вақитта Пәрвәрдигар сөз қилип: — — Мениң Роһум инсанлар билән мәңгү күрәш қиливәрмәйду; чүнки инсан әттур, халас. Кәлгүсидә уларниң өмри пәқәт бир йүз жигирмә яштин ашмисун! — деди. |
| 153 | GEN 6:15 | Сән уни шундақ ясиғин: — Узунлуғи үч йүз гәз, кәңлиги әллик гәз вә егизлиги оттуз гәз болсун. |
| 174 | GEN 7:14 | Улар билән биллә һәр хил явайи һайванлар түр-түри бойичә, һәр хил мал-чарвилар түр-түри бойичә, йәрдә өмилигүчи һәр хил җаниварлар түр-түри бойичә вә һәр хил учар-қанатлар, йәни һәр хил қанатлиқ җаниварлар түр-түри бойичә кемигә кирди. |
| 191 | GEN 8:7 | бир қузғунни сиртқа чиқарди. У йәр йүзидики сулар тартилип болғичә уян-буян учуп жүрди. |
| 192 | GEN 8:8 | Униңдин кейин Нуһ суларниң йәр йүзидин тартилған-тартилмиғанлиғини билиш үчүн, бир кәптәрни чиқарди. |
| 194 | GEN 8:10 | У йәттә күн сақлап, бу кәптәрни кемидин йәнә сиртқа чиқарди. |
| 196 | GEN 8:12 | У йәнә йәттә күн сақлап, кәптәрни йәнә сиртқа чиқарди, амма бу қетим кәптәр униң йениға қайтип кәлмиди. |
| 199 | GEN 8:15 | У вақитта Худа Нуһқа сөз қилип: — Сән өзүң, аялиң, оғуллириң вә келинлириң кемидин чиқиңлар. |
| 212 | GEN 9:6 | Кимки инсанниң қенини төксә, Униң қениму инсан тәрипидин төкүлиду; Чүнки Худа инсанни Өз сүрәт-образида яратқандур. |
| 227 | GEN 9:21 | У униң шарабидин ичип, мәс болуп қелип, өз чедири ичидә кийим-кечәклирини селиветип, ялаңач йетип қалди. |
| 229 | GEN 9:23 | Шәм билән Яфәт қопуп йепинҗини елип, мүрисигә артип, кәйничә меңип кирип, атисиниң ялаңач бәдинини йепип қойди. Улар йүзини алди тәрәпкә қилип, атисиниң ялаңач тенигә қаримиди. |
| 231 | GEN 9:25 | Қанаанға ләнәт болғай! У қериндашлириниң қулиниң қули болсун, — дәп қарғиди. |
| 232 | GEN 9:26 | У йәнә: — Шәмниң Худаси болған Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә кәлтүрүлгәй! Қанаан Шәмниң қули болсун. |
| 233 | GEN 9:27 | Худа Яфәтни авутқай! У Шәмниң чедирлирида турғай, Қанаан болса униң қули болғай! — деди. |
| 244 | GEN 10:9 | У Пәрвәрдигарниң алдида күчтүңгүр овчи болди; шу сәвәптин «паланчи болса Нимродтәк, Пәрвәрдигарниң алдида күчтүңгүр овчи екән» дегән гәп тарқалған. |
| 245 | GEN 10:10 | Униң падишалиғи Шинар зиминидики Бабил, Әрәк, Аккад вә Калнәһ дегән шәһәрләрдә башланған еди. |
| 246 | GEN 10:11 | У бу зиминдин Ашур зиминиға чиқип Нинәвә, Рәһобот-Ир, Калаһ вә Нинәвә билән Калаһниң оттурисидики Рәсән дегән шәһәрләрниму бена қилди (булар қошулуп «Катта Шәһәр» болди). |
| 258 | GEN 10:23 | Арамниң оғуллири Уз, Һул, Гәтәр, Маш еди. |
| 262 | GEN 10:27 | Һадорам, Узал, Диклаһ, |
| 265 | GEN 10:30 | Уларниң олтарған җайлири болса Мешадин тартип, Сәффар дегән районниң шәриқ тәрипидики таққичә созулатти. |
| 268 | GEN 11:1 | У заманда пүткүл йәр йүзидики тил һәм сөз бир хил еди. |
| 270 | GEN 11:3 | Улар бир-биригә: — Келиңлар, биз хиш қуюп, отта пиширайли! — дейишти. Шундақ қилип, улар қурулушта ташниң орниға хиш, лайниң орниға қаримай ишләтти. |
| 271 | GEN 11:4 | Улар йәнә: — Келиңлар, әнди өзимизгә бир шәһәр бена қилип, шәһәрдә учи асманларға тақашқидәк бир мунар ясайли! Шундақ қилип өзимизгә бир нам тикләләймиз. Болмиса, пүткүл йәр йүзигә тарилип кетимиз, — дейишти. |
| 272 | GEN 11:5 | У вақитта Пәрвәрдигар адәм балилири бена қиливатқан шәһәр билән мунарни көргили чүшти. |
| 295 | GEN 11:28 | Лекин Һаран туғулған жути болған, калдийләрниң Ур шәһиридә атиси Тәраһниң алдида, Тәраһтин илгири өлди. |
| 298 | GEN 11:31 | Тәраһ болса оғли Абрамни, нәвриси Лут (Һаранниң оғли)ни вә келини, йәни Абрамниң аяли Сарайни елип, Қанаан зиминиға бериш үчүн калдийләрниң Ур шәһиридин йолға чиқти; бирақ улар Һаран дегән җайға йетип кәлгәндә, шу йәрдә олтирақлишип қалди. |
| 307 | GEN 12:8 | Андин у бу йәрдин йөткилип, Бәйт-Әлниң шәрқидики таққа барди; ғәрип тәрипидә Бәйт-Әл, шәриқ тәрипидә Айи дегән җай бар еди; у шу йәрдә чедир тикти. У шу йәрдә Пәрвәрдигарға атап бир қурбангаһ ясап, Пәрвәрдигарниң намини чақирип ибадәт қилди. |
| 318 | GEN 12:19 | Немишкә уни «сиңлим» дәп мениң уни хотунлуққа елишимға сәвәпкар болғили тас қалисән! Мана бу аялиң! Уни елип кәткин! — деди. |
| 321 | GEN 13:2 | У чағда Абрамниң мал-варан вә алтун-күмүчлири көп болуп, хеләла бай еди. |
| 322 | GEN 13:3 | У көчүп жүрүп, җәнуптики Нәгәвдин Бәйт-Әлгә, йәни Бәйт-Әл билән Айиниң оттурисидики әслидә чедир тиккән җайға, |
| 329 | GEN 13:10 | У вақитта Лут нәзәр селип көрдики, Иордан вадисидики барлиқ түзләңликниң Зоар шәһиригичә һәммила йәрниң сүйи интайин мол еди; Пәрвәрдигар Содом билән Гоморрани вәйран қилиштин илгири бу йәр бәәйни Пәрвәрдигарниң беғи, Мисир зиминидәк еди. |
| 341 | GEN 14:4 | Улар он икки жил Кедорлайомәргә беқинди болди, он үчинчи жилға кәлгәндә, Кедорлайомәргә қарши исян көтәрди. |
| 349 | GEN 14:12 | Улар йәнә Абрамниң җийәни Лутниму маллири билән қошуп елип кәтти; чүнки у Содомда олтирақлашқан еди. |
| 355 | GEN 14:18 | Салемниң падишаси Мәлкизәдәкму нан билән шарап елип алдиға чиқти. У зат болса, Һәммидин Алий Тәңриниң каһини еди; |
| 368 | GEN 15:7 | Йәнә униңға: Мән бу зиминға егә қилишқа сени Калдийәдики Ур шәһиридин елип чиққан Пәрвәрдигардурмән, — деди. |
| 379 | GEN 15:18 | Дәл шу күни Пәрвәрдигар Абрам билән әһдә түзүп униңға: — «Мән сениң нәслиңгә бу зиминни Мисирниң еқинидин тартип Улуқ дәрия, йәни Әфрат дәриясиғичә беримән; йәни Кенийләр, Кәниззийлар, Кадмонийлар, |
| 390 | GEN 16:8 | Әй Сарайниң дедиги Һәҗәр, нәдин кәлдиң, нәгә барисән? — дәп сориди. У җавап берип: — Мән ғоҗайиним Сарайниң алдидин қечип чиқтим, — деди. |
| 394 | GEN 16:12 | У явайи ешәк кәби бир адәм болиду; униң қоли һәр адәмгә қарши узитилиду, шуниңдәк һәр адәмниң қоли униңға қарши узитилиду; у қериндашлириниң удулида айрим туриду, деди. |
| 396 | GEN 16:14 | Шуниң билән у қудуқ: «Бәәр-лаһай-рой» дәп аталди. У Қадәш билән Бәрәд шәһириниң арилиғидидур. |
| 418 | GEN 17:20 | Исмаилға кәлсәк, униң тоғрисидики дуайиңни аңлидим. Мана, Мән уни бәрикәтләп, нәслини көпәйтип, интайин зор көпәйтимән. Униң пуштидин он икки әмир чиқиду; Мән уни улуқ бир хәлиқ қилимән. |
| 423 | GEN 17:25 | Униң оғли Исмаилниң хәтнилиги кесилип, хәтнә қилинғанда, он үч яшта еди. |
| 427 | GEN 18:2 | У бешини көтирип нәзәр селивиди, мана униң удулида үч киши өрә туратти. Уларни көрүп у чедириниң ишигидин қопуп, уларниң алдиға жүгүрүп берип, йәргә тәккидәк тазим қилип: |
| 430 | GEN 18:5 | Силәр өз қулуңларниң йенидин өткән екәнсиләр, мән бир чишләм нан елип чиқай, силәр һардуқуңларни чиқирип, андин өтүп кәткәйсиләр, деди. Улар җавап берип: — Ейтқиниңдәк қилғин, девиди, |
| 433 | GEN 18:8 | Андин Ибраһим сериқ май, сүт вә тәйярлатқан мозайни елип келип, уларниң алдиға тутуп, өзи дәрәқниң тегидә уларниң алдида өрә турди; улар улардин йеди. Улар униңдин: аялиң Сараһ нәдә, дәп соривиди, у җавап берип: — Мана, чедирда, деди. |
| 440 | GEN 18:15 | Амма Сараһ қорқуп кетип: — Күлмидим, дәп инкар қилди. Лекин У: — Яқ, сән күлдүң, — деди. |
| 453 | GEN 18:28 | Мабада шу әллик һәққанийдин бәш киши кам болса, Сән бу бәш кишиниң кам болғини үчүн пүткүл шәһәрни йоқитамсән? — деди. У: — Әгәр Мән шу йәрдә қириқ бәшни тапсамму, уни йоқатмаймән, деди. |
| 454 | GEN 18:29 | Ибраһим Униңға сөзини давам қилип: — Шу йәрдә қириқ кишила тепилиши мүмкин, девиди, Пәрвәрдигар: — Бу қириқи үчүн уни йоқатмаймән, — деди. |
| 455 | GEN 18:30 | У йәнә сөз қилип: И Егәм, хапа болмиғайсән, мән йәнә сөз қилай. Шу йәрдә оттузи тепилиши мүмкин? — деди. У: — Әгәр Мән у йәрдә оттузни тапсамму, йоқатмаймән, — деди. |
| 456 | GEN 18:31 | У йәнә сөз қилип: — Мана әнди мән Егәм билән сөзләшкили җүръәт қилдим; шу йәрдә жигирмиси тепилиши мүмкин, — деди. Пәрвәрдигар сөз қилип: бу жигирмиси үчүн у йәрни йоқатмаймән, — деди. |
| 457 | GEN 18:32 | У сөзләп: — И Егәм, хапа болмиғай, мән пәқәт мошу бир қетимла сөз қилай! Шу йәрдә они тепилиши мүмкин, девиди, у җавап берип: — Мән они үчүн уни йоқатмаймән, — деди. |
| 461 | GEN 19:3 | Амма у уларни чиң тутувиди, ахир улар униң билән берип өйигә кирди. У уларға дәстихан селип, петир тоғачларни пиширип бәрди, улар ғизаланди. |
| 462 | GEN 19:4 | Улар техи ятмиған еди, шәһәрдикиләр, йәни Содомниң әркәклири, яш, қери һәммиси һәр қайси мәһәллиләрдин келип өйни қоршивалди; |
| 463 | GEN 19:5 | улар Лутни чақирип униңға: — Бүгүн кәчтә сениңкигә киргән адәмләр қени? Уларни бизгә чиқирип бәр, биз улар билән йеқинчилиқ қилимиз, — деди. |
| 466 | GEN 19:8 | Мана, техи һеч әр билән биллә болмиған икки қизим бар; уларни силәргә чиқирип берәй. Улар билән халиқиниңларни қилиңлар. Амма бу адәмләр өгүзмниң сайиси астиға киргән екән, силәр уларни һеч немә қилмаңлар! — деди. |
| 475 | GEN 19:17 | Уларни чиқарғандин кейин шу иш болдики, улардин бири униңға: — Җениңни елип қач, һалак болмаслиғиң үчүн кәйниңгә қаримай, түзләңликтики һеч йәрдә тохтимай, таққа қачқин! — деди. |
| 476 | GEN 19:18 | Лекин Лут уларға: — Ундақ болмиғай, әй ғоҗам, өтүнүп қалай! |
| 478 | GEN 19:20 | Қара, аву шәһәргә қечип барса болғидәк наһайити йеқин екән, шундақла кичик шәһәр екән! Өтүнүп қалай, мениң шу йәргә қечишимға йол қойғайсән! У кичик шәһәр әмәсму?! Җеним шу йәрдә аман қалиду! — деди. |
| 487 | GEN 19:29 | Амма шундақ болдики, Худа у түзләңликтики шәһәрләрни вәйран қилғанда, У Ибраһимни есигә елип, Лут турған шәһәрләрни бәрбат қилғанда уни балаю-апәтниң ичидин чиқирип қутқузди. |
| 488 | GEN 19:30 | Амма Лут Зоар шәһиридә туруштин қорққачқа, Зоардин кетип, таққа чиқип, икки қизи билән шу йәрдә маканлашти. У икки қизи билән бир өңкүрдә турди. |
| 496 | GEN 19:38 | Кичигиму оғул туғуп, униң етини Бән-Амми қойди. У бүгүнки Аммонийларниң атисидур. |
| 498 | GEN 20:2 | Шу йәрдә Ибраһим аяли Сараһ тоғрисида: «У мениң сиңлимдур», дегән еди. Шуниң билән Гәрарниң падишаси Абимәләк адәм әвәтип, Сараһни өзигә хотун болушқа еливалди. |
| 500 | GEN 20:4 | Амма Абимәләк униңға техи йеқинчилиқ қилмиған еди. У Худаға: — И Рәб, һәққаний бир хәлиқниму һалак қиламсән? |
| 501 | GEN 20:5 | У өзиму маңа: «У мениң сиңлим» дәп ейтмидиму? Йәнә келип, бу аялму «У мениң акам», дәп ейтқан еди. Мән болсам сап көңлүм вә дурус нийитим билән бу ишни қилдим, — деди. |
| 512 | GEN 20:16 | У Сараһқа: «Мана, мән акаңға миң күмүч тәңгә бәрдим; мана булар өз йениңдикиләр, шундақла һәммә адәмләрниң көз алдида уятни япқучи болиду; шуниң билән сән һәр қандақ дағ-әйиптин халас болисән». |
| 521 | GEN 21:7 | У йәнә: — Кимму Ибраһимға: «Сараһ бала емитидиған болиду!» дәп ейталайтти? Чүнки у қериғанда униңға бир оғул туғуп бәрдим! — деди. |
| 529 | GEN 21:15 | Әнди тулумдики су түгәп кәткән еди; Һәҗәр балини бир чатқалниң түвигә ташлап қоюп, өз-өзигә: «Балиниң өлүп кетишигә қарап чидимаймән» дәп, бир оқ етимчә жираққа берип, удулида олтарди. У удулида олтирип, пәряд көтирип жиғлиди. |
| 533 | GEN 21:19 | Шуан Худа Һәҗәрниң көзлирини ачти, у бир қудуқни көрди. У берип тулумға су толдуруп, оғулға ичкүзди. |
| 534 | GEN 21:20 | Худа у бала билән биллә болди; у өсүп чоң болди. У чөлдә яшап, мәргән болуп йетишти. |
| 535 | GEN 21:21 | У Паран чөлидә турди; шу вақитларда аниси униңға Мисир зиминидин бир қизни хотунлуққа елип бәрди. |
| 536 | GEN 21:22 | У вақитларда шундақ болдики, Абимәләк вә униң ләшкәр беши Фикол келип Ибраһимға: — Қилған һәммә ишлириңда, Худа сениң билән биллидур. |
| 549 | GEN 22:1 | Бу ишлардин кейин шундақ болдики, Худа Ибраһимни синап униңға: — Әй Ибраһим! деди. У: мана мән! — дәп җавап бәрди. |
| 550 | GEN 22:2 | У: — Сән оғлуңни, йәни сән сөйидиған ялғуз оғлуң Исһақни елип, Мория жутиға берип, шу йәрдә, Мән саңа ейтидиған тағларниң бириниң үстидә уни көйдүрмә қурбанлиқ сүпитидә сунғин, — деди. |
| 555 | GEN 22:7 | Исһақ атиси Ибраһимға: — Әй ата! девиди, у униңға җавап берип: — Мана мән, оғлум, деди. У униңдин: — Мана от билән отунғу бар, амма көйдүрмә қурбанлиқ болидиған қоза қени? — дәп соривиди, |
| 559 | GEN 22:11 | Шуан Пәрвәрдигарниң Пәриштиси асмандин уни чақирип униңға: — Ибраһим, Ибраһим! — дәп вақириди. У: — Мана мән, — деди. |
| 560 | GEN 22:12 | У униңға: — Сән балиға қолуңни тәккүзмигин, уни һеч немә қилмиғин; чүнки Мән сениң Худадин қорққанлиғиңни билдим; чүнки сениң оғлуңни, йәни ялғуз оғлуңни Мәндин айимидиң, — деди. |
| 567 | GEN 22:19 | Андин Ибраһим жигитлириниң қешиға йенип барди. Улар һәммиси орнидин турушуп Бәәр-Шебаға йол алди. Ибраһим Бәәр-Шебада туруп қалди. |
| 569 | GEN 22:21 | Улар болса тунҗа оғли уз, униң иниси Буз вә Арамниң атиси болған Кәмуәл, |
| 581 | GEN 23:9 | униң етизиниң айиғида өзиниңки болған Макпелаһниң ғарини маңа беришини илтимас қилиңлар. У маңа буни силәрниң араңларда гөристан болушқа толуқ нәрхидә бәрсун, — деди. |