| 14408 | PSA 34:1 | Давут язған күй: — (Давут Абимәләк падишаниң алдида жүрүш-турушини башқичә қиливалғанда, Абимәләк уни һайдивәткән вақитта язған) |א| Мән һәр қандақ вақитларда Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә қайтуримән; Уни мәдһийиләш ағзимдин чүшмәйду. |
| 14410 | PSA 34:3 | |ב| Қәлбим Пәрвәрдигарни иптихарлинип мәдһийәләйду, Мөминләр буни аңлап шатлиқта болиду. |
| 14411 | PSA 34:4 | |ג| Мән билән биллә Пәрвәрдигарни улуқлаңлар, Бирликтә Униң намиға мәдһийиләр яңритайли. |
| 14412 | PSA 34:5 | |ד| Пәрвәрдигарни издидим, У мениң дуайимни иҗабәт қилди, Мени басқан барлиқ вәһимә-қорқунучлиримдин қутқузди. |
| 14413 | PSA 34:6 | |ה| Мөминләр Униңға тәлмүрүп нурланди; |ו|Йүзлири йәргә қаритилмиди. |
| 14414 | PSA 34:7 | |ז| Мән пеқир-бечарә Униңға нида қилди, Пәрвәрдигар аңлап, мени һәммә аваричиликләрдин қутқузди. |
| 14415 | PSA 34:8 | |ח| Пәрвәрдигарниң Пәриштиси Униңдин әйминидиғанларни қоғдап әтрапиға чедирини тикиду, Уларни қутқузиду. |
| 14416 | PSA 34:9 | |ט| Пәрвәрдигарниң меһриванлиғини тетип, билгин, Униңға ишинип таянған адәм немидегән бәхитликтур! |
| 14417 | PSA 34:10 | |י| И Униң муқәддәс бәндилири, Пәрвәрдигардин әйминиңлар! Чүнки Униңдин әйминидиғанларниң һеч нәрсиси кам болмас. |
| 14418 | PSA 34:11 | |כ| Күчлүк асланлар озуқсиз қелип ач қалсиму, Амма Пәрвәрдигарни издигүчиләрниң һеч бир яхши нәрсиси кам болмас. |
| 14419 | PSA 34:12 | |ל| Келиңлар балилирим, маңа қулақ селиңлар; Мән силәргә Пәрвәрдигардин әйминишни үгитип қояй. |
| 14420 | PSA 34:13 | |מ| Һаятни әтиварлайдиған киши ким? Кимниң узун вә яхши күнләрни көргүси бар? |
| 14421 | PSA 34:14 | |נ| Ундақта тилиңни яманлиқтин тартип жүр, Ләвлириң мәккарлиқтин нери болсун; |
| 14422 | PSA 34:15 | |ס| Яманлиқтин айрилип жирақ болуп, гөзәл әмәлләрни қилип жүр; Аман-хатирҗәмликни издәп, уни қоғлап жүр. |
| 14423 | PSA 34:16 | |ע| Пәрвәрдигарниң көзи һәққанийларниң үстидә туриду, Униң қулиқи уларниң илтиҗалириға очуқ туриду; |
| 14424 | PSA 34:17 | |פ| Пәрвәрдигарниң чирайи рәзиллик қилғучиларға қарши чиқар, Уларниң һәр қандақ нам-хатирилирини йәр йүзидин елип ташлар; |
| 14425 | PSA 34:18 | |צ| Һәққанийлар илтиҗа қилиду, Пәрвәрдигар аңлайду, уларни барлиқ азап-мушәққәтлиридин қутқузиду; |
| 14426 | PSA 34:19 | |ק| Пәрвәрдигар көңли сунуқларға йеқиндур, Роһи езилгәнләрни қутқузиду. |
| 14427 | PSA 34:20 | |ר| Һәққанийлар дуч кәлгән аваричиликләр көптур; Бирақ Пәрвәрдигар уларни буларниң һәммисидин қутқузиду. |
| 14428 | PSA 34:21 | |ש| У һәққанийниң сүйәклирини сақ қалдуриду, Улардин бирисиму сунуп кәтмәйду. |
| 14429 | PSA 34:22 | |ח| Яманлиқниң өзи рәзилләрни өлтүриду; Һәққанийларға нәпрәтлинидиғанлар гунада қалиду. |
| 14430 | PSA 34:23 | |פ| Пәрвәрдигар Өз қуллириниң җанлирини бәдәл төләп һөрлүккә чиқириду; Униңға таянғанлардин һеч кимгә гуна бекитилмәйду. |
| 14472 | PSA 37:1 | Давут язған күй: — |א| Яманлиқ қилғучилар түпәйлидин өзүңни көйдүрмә, Накәсләргә һәсәт қилма. |
| 14474 | PSA 37:3 | |ב| Пәрвәрдигарға таян, тиришип яхшилиқ қил, Зиминда маканлишип яшап, Униң вапа-һәқиқитини озуқ билип һозурлан. |
| 14476 | PSA 37:5 | |ג| Йолуңни Пәрвәрдигарға аманәт қил; Униңға таян, У чоқум тилигиңни иҗабәт қилиду. |
| 14477 | PSA 37:6 | |ד| У һәққанийлиғиңни нурдәк, Адалитиңни чүштики қуяштәк чақнитиду. |
| 14478 | PSA 37:7 | |ד| Пәрвәрдигарниң алдида тинич болуп, Уни сәвирчанлиқ билән күт; Һарамдин ронақ тапқан адәм түпәйлидин, Яман нийәтлири ишқа ашидиған киши түпәйлидин өзүңни көйдүрмә. |
| 14479 | PSA 37:8 | |ה| Аччиғиңдин ян, ғәзәптин қайт, Өзүңни көйдүрмә; У пәқәт сени яманлиққа елип бариду. |
| 14481 | PSA 37:10 | |ו|: Көзни жумуп ачқучила, рәзил адәм һалак болиду; Униң маканиға сәпселип қарисаң, у йоқ болиду. |
| 14483 | PSA 37:12 | |ז| Рәзил адәм һәққанийға қәст қилиду; Униңға чишлирини ғучурлитип хирис қилиду; |
| 14485 | PSA 37:14 | |ח| Югашлар вә йоқсулларни жиқитиш үчүн, Йоли дурусларни қирип ташлаш үчүн, Рәзилләр қиличини ғилипидин суғуруп елип, Оқясиниң киричини тартип тәйярлиди. |
| 14487 | PSA 37:16 | |ט| Һәққанийлардики «аз», Көплигән яманларниң байлиқлиридин әвзәлдур. |
| 14489 | PSA 37:18 | |י| Пәрвәрдигар көңли дурусларниң күнлирини билиду; Уларниң мираси мәңгүгә болиду. |
| 14491 | PSA 37:20 | |כ| Бирақ рәзилләр һалак болиду; Пәрвәрдигар билән қаршилашқучилар чимәнзардики гүл-гиядәк тозуп кетиду; Улар түгәйду; Ис-түтүндәк тарқилип түгәйду. |
| 14492 | PSA 37:21 | |ל| Рәзил адәм өтнә елип қайтурмайду; Амма һәққаний адәм меһриванлиқ билән өтнә бериду; |
| 14494 | PSA 37:23 | |מ| Мәртанә адәмниң қәдәмлири Пәрвәрдигар тәрипидиндур; Рәб униң йолидин хурсән болиду. |
| 14496 | PSA 37:25 | |נ| Мән яш едим, һазир қерип қалдим; Лекин һәққанийларниң ташливетилгәнлигини, Яки пәрзәнтлириниң нан тилигәнлигини әсла көргән әмәсмән; |
| 14498 | PSA 37:27 | |ס| Яманлиқни ташлаңлар, яхшилиқ қилиңлар, Мәңгү яшайсиләр! |
| 14499 | PSA 37:28 | Чүнки Пәрвәрдигар адаләтни сөйиду, У Өз мөмин бәндилирини ташлимайду; Улар мәңгүгә сақлиниду; |ע| Лекин рәзилләрниң әвлатлири үзүп ташлиниду. |
| 14501 | PSA 37:30 | |פ| Һәққаний адәмниң ағзи даналиқ җакалайду; Униң тили адил һөкүмләрни сөзләйду; |
| 14503 | PSA 37:32 | |צ| Рәзилләр һәққаний адәмни пайлап жүриду; Улар уни өлтүргидәк пәйтни издәп жүриду. |
| 14505 | PSA 37:34 | |ק| Пәрвәрдигарни тәлмүрүп күт, Униң йолини чиң тутқин; У сениң мәртивәңни көтирип, зиминға егә қилиду , Рәзилләр һалак қилинғанда, Сән буни көрисән. |
| 14506 | PSA 37:35 | |ר| Мән рәзил адәмниң зомигәрлик қиливатқинини көрдүм, У худди айниған барақсан япйешил дәрәқтәк ронақ тапқан. |
| 14508 | PSA 37:37 | |ש| Мукәммәл адәмгә нәзәр сал, Дурус инсанға қара! Чүнки бундақ адәмниң ахир көридиғини арамбәхш хатирҗәмлик болиду. |
| 14510 | PSA 37:39 | |ח| Бирақ һәққанийларниң ниҗатлиғи Пәрвәрдигардиндур; У еғир күнләрдә уларниң күчлүк панаһидур. |
| 15967 | PSA 119:1 | |א| (Аләф) Йолда мукәммәл болғанлар, Пәрвәрдигар Тәврат-қанунида маңидиғанлар бәхитликтур! |
| 15975 | PSA 119:9 | |ב| (Бәт) Яш бир жигит қандақ қилип өз йолини пак туталайду? Сениң сөз-каламиңни аңлап әмәл қилиш биләнла. |
| 15983 | PSA 119:17 | |ג| (Гимәл) Қулуңға меһриванлиқни көрсәткәйсән, шуниң билән мән яшаймән, Каламиңға бойсунимән. |
| 15991 | PSA 119:25 | |ד| (Даләт) Мениң җеним тупраққа йепишқан; Сөз-каламиң бойичә мени йеңиландурғайсән. |
| 15999 | PSA 119:33 | |ה| (Хе) И Пәрвәрдигар, бәлгүлимилириңниң йолини маңа аян қилғайсән; Мән уни ахирғичә тутимән. |
| 16007 | PSA 119:41 | |ו|: (Вав) Вә меһир-муһәббәтлириң йенимға кәлсун, и Пәрвәрдигар; Вәдәң бойичә ниҗатлиғиң йенимға кәлсун; |
| 16015 | PSA 119:49 | |ז| (Заин) Сән қулуңға бәргән сөзүңни, Йәни маңа үмүт беғишлиған каламиңни әслигәйсән. |
| 16023 | PSA 119:57 | |ח| (Хәт) Өзүң мениң несивәмдурсән, и Пәрвәрдигар; «Сениң сөз-каламиңни тутай» — дедим. |
| 16031 | PSA 119:65 | |ט| (Тәт) Сөз-каламиң бойичә, и Пәрвәрдигар, Өз қулуңға меһриванлиқни көрситип кәлгәнсән. |
| 16039 | PSA 119:73 | |י| (Йод) Сениң қоллириң мени ясиған, мени мустәһкәмлиди; Мени йорутқайсән, әмирлириңни үгинимән. |
| 16047 | PSA 119:81 | |כ| (Каф) Җеним ниҗатлиғиңға тәлмүрүп һалидин кетәй дәватиду; Мән сөз-каламиңға үмүт бағлидим. |
| 16055 | PSA 119:89 | |ל| (Ламәд) Мәңгүгә, и Пәрвәрдигар, Сөз-каламиң әршләрдә бекитилгәндур. |
| 16063 | PSA 119:97 | |מ| (Мәм) Аһ, мениң Тәврат-қанунуңға болған муһәббитим нәқәдәр чоңқурдур! Күн бойи у мениң сеғинип ойлайдиғинимдур. |
| 16071 | PSA 119:105 | |נ| (Нун) Сөз-каламиң айиғим алдидики чирақ, Йолумға нурдур. |
| 16079 | PSA 119:113 | |ס| (Самәқ) Ала көңүлләрни өч көрүп кәлдим; Сөйгиним болса, Тәврат-қанунуңдур. |
| 16087 | PSA 119:121 | |ע| (Айин) Мән дурус һөкүмләрни вә адаләтни жүргүздум; Мени әзгүчиләргә ташлап қоймиғайсән; |
| 16095 | PSA 119:129 | |פ| (Пе) Агаһ-гувалиқлириң карамәттур; Шуңа җеним уларға әгишиду. |
| 16103 | PSA 119:137 | |צ| (Тсадә) Һәққанийдурсән, и Пәрвәрдигар; Һөкүмлириң тоғридур. |
| 16111 | PSA 119:145 | |ק| (Коф) Мән пүтүн қәлбим билән Саңа нида қилдим, и Пәрвәрдигар; Маңа җавап бәргәйсән; Мән бәлгүлимилириңни тутимән. |
| 16119 | PSA 119:153 | |ר| (Рәш) Мениң хар болғинимни көргәйсән, мени қутулдурғайсән; Чүнки Тәврат-қанунуңни унтумидим. |
| 16127 | PSA 119:161 | |ש| (Шийн) Әмирләр бекардин-бекар маңа зиянкәшлик қилиду; Бирақ жүригим каламиң алдидила титрәйду. |
| 16135 | PSA 119:169 | |ח| (Тав) Мениң пәрядим алдиңға йеқин кәлсун, и Пәрвәрдигар; Каламиң бойичә мени йорутқайсән. |
| 16391 | PSA 145:1 | Мәдһийә: Давут язған күй: — |א| Мән Сени мәдһийиләп улуқлаймән, Худайим, и Падишаһ; Намиңға әбәдил-әбәткичә тәшәккүр-мәдһийә қайтуримән. |
| 16392 | PSA 145:2 | |ב| һәр күни Саңа тәшәккүр-мәдһийә қайтуримән, Намиңға әбәдил-әбәткичә тәшәккүр-мәдһийә қайтуримән! |
| 16393 | PSA 145:3 | |ג| Улуқдур Пәрвәрдигар, зор мәдһийиләргә лайиқтур! Униң улуқлуғини сүрүштүрүп болғили болмас; |
| 16394 | PSA 145:4 | |ד| Бир дәвир йеңи бир дәвиргә Сениң қилғанлириңни махтайду; Улар қудрәтлик қилғанлириңни җакалайду; |
| 16395 | PSA 145:5 | |ה| Мән һәйвитиңниң шәрәплик җулалиқини, Вә карамәт мөҗизилириңни сеғинип сөзләймән; |
| 16396 | PSA 145:6 | |ו|: Шуниң билән улар қорқунучлуқ ишлириңниң қудритини баян қилиду; Мәнму улуқ әмәллириңни җакалаймән! |
| 16397 | PSA 145:7 | |ז| Улар зор меһриванлиғиңни әсләп, уни мубарәкләп тарқитиду, Һәққанлийлиғиң тоғрилиқ жуқури авазда күйләйду. |
| 16398 | PSA 145:8 | |ח| Пәрвәрдигар меһри-шәпқәтлик һәм рәһимдилдур; Асан ғәзәпләнмәйду, У зор меһир-муһәббәтликтур; |
| 16399 | PSA 145:9 | |ט| Пәрвәрдигар һәммигә меһривандур; Униң рәһимдиллиқлири барчә яратқанлириниң үстидидур; |
| 16400 | PSA 145:10 | |י| Сениң барлиқ ясиғанлириң Сени мәдһийиләйду, и Пәрвәрдигар, Сениң мөмин бәндилириң Саңа тәшәккүр-мәдһийә қайтуриду. |
| 16401 | PSA 145:11 | |כ| Улар падишалиғиңниң шәривидин хәвәр йәткүзиду, Күч-қудритиңни сөзләйду; |
| 16402 | PSA 145:12 | |ל| Шундақ қилип инсан балилириға қудрәтлик ишлириң, Падишаһлиғиңниң шәрәплик һәйвиси аян қилиниду. |
| 16403 | PSA 145:13 | |מ| Сениң падишалиғиң әбәдий падишалиқтур, Сәлтәнитиң әвлаттин-әвлатқичидур. |
| 16404 | PSA 145:14 | |ס| Пәрвәрдигар жиқилай дегәнләрниң һәммисини йөләйду, Егилип қалғанларниң һәммисини турғузиду. |
| 16405 | PSA 145:15 | |ע| Һәммәйләнниң көзлири Саңа тикилип күтиду; Уларға өз вақтида рисқини тәқсим қилип берисән; |
| 16406 | PSA 145:16 | |פ| Қолуңни ечишиң биләнла, Барлиқ җан егилириниң арзусини қандурисән. |
| 16407 | PSA 145:17 | |צ| Пәрвәрдигар барлиқ йоллирида һәққанийдур, Ясиғанлириниң һәммисигә муһәббәтликтур. |
| 16408 | PSA 145:18 | |ק| Пәрвәрдигар Өзигә нида қилғанларниң һәммисигә йеқиндур, Өзигә һәқиқәттә нида қилғанларниң һәммисигә йеқиндур; |
| 16409 | PSA 145:19 | |ר| У Өзидин әйминидиғанларниң арзусини әмәлгә ашуриду; Уларниң пәрядини аңлап уларни қутқузиду. |
| 16410 | PSA 145:20 | |ש| Пәрвәрдигар Өзини сөйгәнләрниң һәммисидин хәвәр алиду; Рәзилләрниң һәммисини йоқитиду. |
| 16411 | PSA 145:21 | |ת| Ағзим Пәрвәрдигарниң мәдһийисини ейтиду; Барлиқ әт егилири әбәдил-әбәт униң муқәддәс намиға тәшәккүр-мәдһийә қайтурғай! |
| 17364 | PRO 31:10 | |א| Пәзиләтлик аялни ким тапалайду? Униң қиммити ләәл-яқутлардинму зор ешип чүшиду. |
| 17365 | PRO 31:11 | |ב| Ериниң көңли униңға тайинип хатирҗәм туриду, У болғачқа ериниң алған олҗиси кам әмәстур! |
| 17366 | PRO 31:12 | |ג| У өмүр бойи еригә вападар болуп яхшилиқ қилиду, Уни зиянға учратмайду. |
| 17367 | PRO 31:13 | |ד| У қой жуңи вә кәндир тепип, Өз қоли билән җан дәп әҗир қилиду. |
| 17368 | PRO 31:14 | |ה| У сода кемилиригә охшаш, Аилини беқиштики озуқ-түлүкләрни жирақ җайлардин тошуйду. |
| 17369 | PRO 31:15 | |ו| Таң йорумаста у орнидин туриду, Аилисидикиләргә йемәклик тәйярлайду, Хизмәткар-дедәкләргә несивисини тәқсим қилиду. |
| 17370 | PRO 31:16 | |ז| У бир парчә етизни өзи көрүп алиду; Қоли билән жиққан дарамәттин у бир үзүмзар бена қилиду. |
| 17371 | PRO 31:17 | |ח| Ишқа қарап у белини күч билән бағлар, Биләклирини күчләндүрәр; |
| 17372 | PRO 31:18 | |ט| Өз ишиниң пайдилиқлиғиға көзи йетәр, Кечичә чириғини өчүрмәй иш қилар. |
| 17373 | PRO 31:19 | |י| У қоллири билән чақни чөрәр, Бармақлири жип урчуқини тутар. |
| 17374 | PRO 31:20 | |כ| Аҗизларға ярдәм қолини узитар; Һаҗәтмәнләргә қоллирини созар. |
| 17375 | PRO 31:21 | |ל| Қар яққанда у аилиси тоғрилиқ әндишә қилмайду, Өйидикиләрниң һәммисигә қизил кийимләр кийдүрүлгән. |
| 17376 | PRO 31:22 | |מ| Кариват япқучлирини өзи тоқуйду; Өзиниң кийим-кечәклири канап вә сөсүн рәхттиндур. |
| 17377 | PRO 31:23 | |נ| Ериниң шәһәр дәрвазилирида абройи бар; Шу йәрдә у жуттики ақсақаллар қатаридин орун алиду. |
| 17378 | PRO 31:24 | |ס| У нәпис канаптин кийим-кечәк тикип уни сатиду; Бәлвағларни тикип содигәрләрни тәминләйду. |
| 17379 | PRO 31:25 | |ע| Кийими күч-қудрәт вә иззәт-һөрмәттур; У келәчәккә үмүт билән күлүп қарайду. |
| 17380 | PRO 31:26 | |פ| Ағзини ачсила, дана сөз қилиду, Тилида меһриванә несиһәтләр бар. |
| 17381 | PRO 31:27 | |צ| Аилисидики ишлардин дайим хәвәр алиду, Бекарға нан йемәйду. |
| 17382 | PRO 31:28 | |ק| Пәрзәнтлири орнидин туруп униңға бәхит-бәрикәт тиләйду; Ериму мубарәкләп уни махтап: — |
| 17383 | PRO 31:29 | |ר| «Пәзиләт билән яшиған аяллар көптур, Бирақ сән уларниң һәммисидинму ешип чүшисән» — дәйду. |
| 17384 | PRO 31:30 | |ש| Гөзәллик сеһри алдамчидур, Һөсн-җамалму пәқәт бир көпүк, халас, Пәқәт Пәрвәрдигардин қорқидиған аялла махтилиду! |
| 17385 | PRO 31:31 | |ת| У өз меһнитиниң мевилиридин бәһримән болсун! Әҗирлири уни дәрвазиларда һөрмәт-шөһрәткә ериштүрсун! |
| 20380 | LAM 1:1 | |א| (Аләф) Аһ! Илгири адәмләр билән лиқ толған шәһәр, Һазир шунчә йиганә олтириду! Әлләр арисида катта болғучи, Һазир тул хотундәк болди! Өлкиләр үстидин һөкүм сүргән мәликә, Һашарға тутулди! |
| 20381 | LAM 1:2 | |ב| (Бәт) У кечичә аччиқ жиға көтәрмәктә; Мәңзидә көз яшлири тарамлимақта; Ашнилири арисидин, Униңға тәсәлли беридиған һеч бири йоқтур; Барлиқ достлири униңға сатқунлуқ қилди, Улар униңға дүшмән болуп кәтти. |
| 20382 | LAM 1:3 | |ג| (Гимәл) Йәһуда җәбир-җапа һәм еғир қуллуқ астида, Сүргүнлүккә чиқти; У әлләр арисида мусапир болди, Һеч арам тапмайду; Уни қоғлиғучиларниң һәммиси, Униңға йетишивелип, уни тар йолда қистайду; |
| 20383 | LAM 1:4 | |ד| (Даләт) Һеч ким һейтларға кәлмигәнлиги түпәйлидин, Зионға баридиған йоллар матәм тутмақта. Барлиқ қовуқлири чөлдәрәп қалди, Каһинлири аһ-зар көтәрмәктә, Қизлири дәрд-әләм ичидидур; Өзи болса, Қаттиқ азапланмақта. |
| 20384 | LAM 1:5 | |ה| (Хе) Күшәндилири униңға ғоҗайин болди, Дүшмәнлири ронақ тапмақта; Чүнки униң көплигән асийлиқлири түпәйлидин, Пәрвәрдигар уни җәбир-җапаға қойди. Униң балилири кәлмәскә кәтти, Күшәндисигә әсир болуп сүргүн болди. |
| 20385 | LAM 1:6 | |ו| (Вав) Барлиқ һөрмәт-шөһрити Зионниң қизидин кәтти; Әмирлири яйлақни тапалмиған кийикләрдәк болди; Уларниң овчидин өзини қачурғидәк һеч дәрмани қалмиди. |
| 20386 | LAM 1:7 | |ז| (Заин) Харланған, сәргәрдан болған күнлиридә, Хәлқи күшәндисиниң қолиға чүшкән, Һеч ким ярдәм қолини созмиған чағда, Йерусалим қедимдә өзигә тәвә болғанлирини, Қиммәтлик байлиқлирини ядиға кәлтүрмәктә; Күшәндилири униңға мәсқирилик қарайтти; Күшәндилири униң набут болғанлиғини мәсқирә қилишти. |
| 20387 | LAM 1:8 | |ח| (Хәт) Йерусалим әшәддий еғир гуна садир қилған; Шуниң билән у һарам болди; Униң ялаңачлиғини көргәчкә, Уни һөрмәтлигәнләр һазир уни кәмситиду; Уятта, уһ тартқиничә у кәйнигә бурулди. |
| 20388 | LAM 1:9 | |ט| (Тәт) Униң өз һәйзлири етәклирини булғивәтти; У ақивитини һеч ойлимиғандур; Униң жиқилиши әҗайип болди; Униңға тәсәлли бәргүчи йоқтур; — «Аһ Пәрвәрдигар, харланғинимға қара! Чүнки дүшмән һалимдин махтинип кәтти!» |
| 20389 | LAM 1:10 | |י| (Йод) Күшәндиси қолини униң қиммәтлик нәрсилири үстигә созди; Өзиниң муқәддәс җайиға әлләрниң бесип киргәнлигини көрди; Сән әсли уларни ибадәт җамаитиңгә «киришкә болмайду» дәп мәнъи қилғанғу! |
| 20390 | LAM 1:11 | |כ| (Каф) Бир чишләм нан издәп, Униң хәлқиниң һәммиси уһ тартмақта; Җенини сақлап қелиш үчүнла, Улар қиммәтлик нәрсилирини ашлиққа тегишти. «Аһ Пәрвәрдигар, қара! Мән әрзимәс саналдим. |
| 20391 | LAM 1:12 | |ל| (Ламәд) Әй өтүп кетиватқанлар, Бу силәр үчүн һеч иш әмәсму? Қарап бақ, мениң дәрд-әлимимдәк башқа дәрд-әләм бармиду? Пәрвәрдигар отлуқ ғәзивини чүшүргән күнидә, Уни мениң үстүмгә жүклиди. |
| 20392 | LAM 1:13 | |מ| (Мәм) У жуқуридин от яғдурди, от сүйәклиримдин өтүп көйдүрди. У уларниң үстидин ғәлибә қилди. У путлирим үчүн тор-қапқанни қоюп қойди, Мени кәйнимгә яндурди, У мени набут қилди, Күн бойи У мени зәипләштүрди. |
| 20393 | LAM 1:14 | |נ| (Нун) Асийлиқлирим боюнтуруқ болуп бойнумға бағланди; Қоллири танини чиң чигип чәмбәрчас қиливәтти; Асийлиқлирим бойнумға артилди; У дәрманимни мәндин кәткүзди; Рәб мени мән қаршилиқ көрситәлмәйдиғанларниң қоллириға тапшурди. |
| 20394 | LAM 1:15 | |ס| (Самәқ) Рәб барлиқ батурлиримни оттурумдила йәргә урувәтти; У мениң хил жигитлиримни езишкә, Үстүмдин һөкүм чиқиришқа кеңәш чақирди. Рәб гоя үзүм көлчигидики үзүмләрни чәйлигәндәк, Йәһуданиң пак қизини чәйливәтти. |
| 20395 | LAM 1:16 | |ע| (Айин) Мошулар түпәйлидин тарамлап жиғлимақтимән; Мениң көзлирим, мениң көзлиримдин су еқиватиду; Маңа тәсәлли бәргүчи, җенимни әслигә кәлтүргүчи мәндин жирақтур; Балилиримниң көңли сунуқтур, Чүнки дүшмән ғәлибә қилди. |
| 20396 | LAM 1:17 | |פ| (Пе) Зион қолини созмақта, Лекин униңға тәсәлли бәргүчи йоқ; Пәрвәрдигар Яқуп тоғрилиқ пәрман чүшүрди — Хошнилири униң күшәндилири болсун! Йерусалим улар арисида иплас нәрсә дәп қаралди. |
| 20397 | LAM 1:18 | |צ| (Тсадә) Пәрвәрдигар һәққанийдур; Чүнки мән Униң әмригә хилаплиқ қилдим! Әй, барлиқ хәлиқләр, аңлаңлар! Дәрдлиримгә қараңлар! Пак қизлирим, яш жигитлирим сүргүн болди! |
| 20398 | LAM 1:19 | |ק| (Коф) Ашнилиримни чақирдим, Лекин улар мени алдиған еди; Җан сақлиғидәк озуқ-түлүк издәп жүрүп, Каһинлирим һәм ақсақаллирим шәһәрдә нәпәстин қалди. |
| 20399 | LAM 1:20 | |ר| (Рәш) Қара, и Пәрвәрдигар, чүнки азар чекиватимән! Һәддидин зиядә асийлиқ қилғиним түпәйлидин, Ич-бағрим қийниливатиду, Жүригим өртилип кәтти. Сиртта қилич анисини балисидин җуда қилди, Өйлиримдә болса өлүм-ваба һөкүм сүрмәктә! |
| 20400 | LAM 1:21 | |ש| (Шийн) Хәқләр аһ-зарлиримни аңлиди; Лекин тәсәлли бәргүчим йоқтур; Дүшмәнлиримниң һәммиси күлпитимдин хәвәрдар болуп, Бу қилғиниңдин хошал болди; Сән җакалиған күнни уларниң бешиға чүшүргәйсән, Шу чағда уларниң һали мениңкидәк болиду. |
| 20401 | LAM 1:22 | |ת| (Тав) Уларниң барлиқ рәзиллигини көз алдиңға кәлтүргәйсән, Барлиқ асийлиқлирим үчүн мени қандақ қилған болсаң, Уларғиму шундақ қилғайсән; Чүнки аһ-зарлирим нурғундур, Қәлбим азаптин зәиплишип кәтти! |
| 20402 | LAM 2:1 | |א| (Аләф) Рәб ғәзәп булути билән Зион қизини шундақ қаплиди! У Исраилниң шәрәп-җуласини асмандин йәргә чөрүвәтти, Ғәзиви чүшкән күнидә Өз тәхтипәрини һеч есидә қалдурмиди. |
| 20403 | LAM 2:2 | |ב| (Бәт) Рәб Яқупниң барлиқ туралғулирини жутувәтти, һеч айимиди; У қәһри билән Йәһуданиң қизиниң қәлъә-қорғанлириниң һәммисини ғулатти; У падишалиқни әмирлири билән номусқа қоюп, Йәр билән йәксан қиливәтти. |
| 20404 | LAM 2:3 | |ג| (Гимәл) У қаттиқ ғәзәптә Исраилниң һәммә мүңгүзлирини кесивәтти; Дүшмәнни тосуған оң қолини Униң алдидин тартивалди; Лавулдап көйгән өз әтрапини йәп кәткүчи оттәк, У Яқупни көйдүрүвәтти. |
| 20405 | LAM 2:4 | |ד| (Даләт) Дүшмәндәк У оқясини кәрди; Униң оң қоли етишқа тәйярланған еди; Көзигә иссиқ көрүнгәнләрниң һәммисини күшәндиси кәби қирди; Зион қизиниң чедири ичидә, Қәһрини оттәк яғдурди; |
| 20406 | LAM 2:5 | |ה| (Хе) Рәб дүшмәндәк болди; У Исраилни жутувалди, Ордилириниң һәммисини жутувалди; Униң қәлъә-қорғанлирини йоқатти, Йәһуданиң қизида матәм вә жиға-зерәларни көпәйтти. |
| 20407 | LAM 2:6 | |ו| (Вав) У Униң кәписини бағчини пачақлатқандәк пачақлатти; У ибадәт сорунлирини йоқитивәтти; Пәрвәрдигар Зионда һейт-байрамлар һәм шабатларни хәлқиниң есидин чиқиривәтти; Ғәзәп оти билән падиша һәм каһинни чәткә қеқивәтти. |
| 20408 | LAM 2:7 | |ז| (Заин) Рәб қурбангаһини ташливәтти, Муқәддәс җайидин ваз кәчти; У Зиондики ордиларниң сепиллирини дүшмәнниң қолиға тапшурди; Һәтта Пәрвәрдигарниң өйидә, Улар һейт-айәм күнидикидәк тәнтәнә қилишти! |
| 20409 | LAM 2:8 | |ח| (Хәт) Пәрвәрдигар Зион қизиниң сепилини чеқиветишни қарар қилған; У униңға һалак өлчәм танисини тартип қойған; У қолини чеқиштин һеч үзмиди; У һәм истиһкамларни һәм сепилни зарлатти; Иккиси тәң һалсирап қайғурмақта. |
| 20410 | LAM 2:9 | |ט| (Тәт) Униң дәрвазилири йәр тегигә ғәриқ болуп кәтти; У униң төмүр-тақақлирини парә-парә қиливәтти. Падишаси һәм әмирлири әлләр арисиға паланди; Тәвраттики тәрбийә-йолйоруқ йоқап кәтти, Пәйғәмбәрлири Пәрвәрдигардин вәһий-көрүнүшләрни издәп тапалмайду. |
| 20411 | LAM 2:10 | |י| (Йод) Зион қизиниң ақсақаллири, Йәрдә зуван сүрмәй олтармақта; Улар башлириға топа-чаң чечишти; Улар белигә бөз йөгивелишти; Йерусалимниң пак қизлириниң башлири йәргә кирип кәткидәк болди. |
| 20412 | LAM 2:11 | |כ| (Каф) Мениң көзлирим тарамлиған яшлиримдин һалидин кәтти; Ичи-бағрилирим зәрдапға толди; Җигирим йәр йүзигә төкүлүп парә-парә болди, Чүнки хәлқимниң қизи набут қилинди, Чүнки шәһәр кочилирида нарсидиләр һәм бовақлар һошсиз ятмақта. |
| 20413 | LAM 2:12 | |ל| (Ламәд) Улар шәһәр кочилирида яриланғанлардәк һалидин кәткәндә, Анилириниң қучиғида йетип җан талашқанда, Анилириға: «Йемәк-ичмәк нәдә?» дәп ялвурушмақта. |
| 20414 | LAM 2:13 | |מ| (Мәм) Мән дәрдиңгә гувачи болуп, сени немигә охшитармән? Сени немигә селиштурармән, и Йерусалим қизи? Саңа тәсәлли бериштә, немини саңа тәң қилармән, и Зионниң пак қизи? Чүнки сениң яраң деңиздәк чәксиздур; Ким сени сақайталисун? |
| 20415 | LAM 2:14 | |נ| (Нун) Пәйғәмбәрлириңниң сән үчүн көргәнлири бимәнилик һәм ахмақлиқтур; Улар сениң қәбиһлигиңни һеч ашкарә қилмиди, Шундақ қилип улар сүргүн болушуңниң алдини алмиди. Әксичә уларниң сән үчүн көргәнлири ялған бешарәтләр һәм езитқулуқлардур. |
| 20416 | LAM 2:15 | |ס| (Самәқ) Йениңдин өтүватқанларниң һәммиси саңа қарап чаваклишиду; Улар үшқиртип Йерусалимниң қизиға баш чайқашмақта: — «Гөзәлликниң җәвһири, пүткүл җаһанниң хурсәнлиги» дәп аталған шәһәр мошумиду?» |
| 20417 | LAM 2:16 | |פ| (Пе) Барлиқ дүшмәнлириң саңа қарап ағзини йоған ечип мазақ қилмақта, Уш-уш қилишип, чишлирини ғучурлатмақта; Улар: «Биз уни жутувалдуқ! Бу бәрһәқ биз күткән күндур! Биз буни өз көзимиз билән көрүшкә муйәссәр болдуқ!» — демәктә. |
| 20418 | LAM 2:17 | |ע| (Айин) Пәрвәрдигар Өз нийәтлирини ишқа ашурди; Қедимдин тартип Өзиниң бекиткән сөзигә әмәл қилди; У һеч рәһим қилмай ғулатти; У дүшмәнни үстүңдин шатландурди; Күшәндилириңниң мүңгүзини жуқури көтәрди. |
| 20419 | LAM 2:18 | |צ| (Тсадә) Уларниң көңли Рәбгә нида қилмақта! И Зион қизиниң сепили! Яшлириң дәриядәк кечә-күндүз ақсун! Өзүңгә арам бәрмә; Яш тамчилириң тарамлаштин арам алмисун! |
| 20420 | LAM 2:19 | |ק| (Коф) Түн кечидә орнуңдин тур, Кәчтә җесәк башлиниши билән нида қил! Көңлүңни Рәбниң алдиға судәк төк; Нарсидилириңниң һаяти үчүн униңға қоллириңни көтәр! Улар барлиқ кочилириң доқмушида қәһәтчиликтин һалидин кәтмәктә. |
| 20421 | LAM 2:20 | |ר| (Рәш) Қара, и Пәрвәрдигар, ойлап баққайсән, Сән кимгә мошундақ муамилә қилип баққан?! Аяллар өз мевилири — әркә бовақлирини йейишкә боламду? Каһин һәм пәйғәмбәрни Рәбниң муқәддәс җайида өлтүрүшкә боламду?! |
| 20422 | LAM 2:21 | |ש| (Шийн) Яшлар һәм қерилар кочиларда йетишмақта; Пак қизлирим вә яш жигитлирим қиличлинип жиқилди; Уларни ғәзивиң чүшкән күнидә қирдиңсән; Уларни һеч айимай сойдуңсән. |
| 20423 | LAM 2:22 | |ת| (Тав) Сән һейт-байрам күнидә җамаәтни чақирғандәк, Мени тәрәп-тәрәпләрдин бесишқа вәһимиләрни чақирдиң; Пәрвәрдигарниң ғәзәп күнидә қачқанлар яки тирик қалғанлар йоқ еди; Өзүм әркилитип чоң қилғанларни дүшминим йәп кәтти. |
| 20424 | LAM 3:1 | |א| (Аләф) Мән униң ғәзәп тайиғини йәп җәбир-зулум көргән адәмдурмән. |
| 20427 | LAM 3:4 | |ב| (Бәт) Әтлиримни вә терилиримни қақшал қиливәтти, Сүйәклиримни сундурувәтти. |
| 20430 | LAM 3:7 | |ג| (Гимәл) У мени чиқалмайдиған қилип читлап қоршивалди; Зәнҗиримни еғир қилди. |
| 20433 | LAM 3:10 | |ד| (Даләт) У маңа пайлап ятқан ейиқтәк, Пистирмида ятқан ширдәктур. |
| 20436 | LAM 3:13 | |ה| (Хе) Оқденидики оқларни бөрәклиримгә санҗитқузди. |
| 20439 | LAM 3:16 | |ו| (Вав) У чишлиримни шеғил ташлар билән чеқивәтти, Мени күлләрдә түгүлдүрди; |
| 20442 | LAM 3:19 | |ז| (Заин) Мениң хар қилинғанлиримни, сәргәдан болғанлиримни, Әмән вә өт сүйини йәп-ичкинимни есиңгә кәлтүргәйсән! |
| 20445 | LAM 3:22 | |ח| (Хәт) Мана, Пәрвәрдигарниң өзгәрмәс меһриванлиқлири! Шуңа биз түгәшмидуқ; Чүнки Униң рәһимдиллиқлириниң айиғи йоқтур; |
| 20448 | LAM 3:25 | |ט| (Тәт) Пәрвәрдигар Өзини күткәнләргә, Өзини издигән җан егисигә меһривандур; |
| 20451 | LAM 3:28 | |י| (Йод) У йеганә болуп сүкүт қилип олтарсун; Чүнки Рәб буни униңға жүклиди. |
| 20454 | LAM 3:31 | |כ| (Каф) Чүнки Рәб әбәдил-әбәд инсандин ваз кәчмәйду; |
| 20457 | LAM 3:34 | |ל| (Ламәд) Йәр йүзидики барлиқ әсирләрни аяқ астида янҗишқа, |
| 20460 | LAM 3:37 | |מ| (Мәм) Рәб уни буйрумиған болса, Ким дегинини әмәлгә ашуралисун? |
| 20463 | LAM 3:40 | |נ| (Нун) Йоллиримизни тәкшүрүп синап биләйли, Пәрвәрдигарниң йениға йәнә қайтайли; |
| 20466 | LAM 3:43 | |ס| (Самәқ) Сән өзүңни ғәзәп билән қаплап, бизни қоғлидиң; Сән өлтүрдүң, һеч рәһим қилмидиң. |
| 20469 | LAM 3:46 | |פ| (Пе) Барлиқ дүшмәнлиримиз бизгә қарап ағзини йоған ечип мазақ қилди; |
| 20472 | LAM 3:49 | |ע| (Айин) Көзүм яшларни үзүлмәй төкүватиду, Улар һеч тохталмайду, |
| 20475 | LAM 3:52 | |צ| (Тсадә) Маңа сәвәпсиз дүшмән болғанлар, Мени қуштәк һәдәп овлап кәлди. |
| 20478 | LAM 3:55 | |ק| (Коф) Һаңниң түвлиридин намиңни чақирип нида қилдим, и Пәрвәрдигар; |
| 20481 | LAM 3:58 | |ר| (Рәш) И рәб, җенимниң дәвасини өзүң соридиң; Сән маңа һәмҗәмәт болуп һаятимни қутқуздуң. |
| 20484 | LAM 3:61 | |ש| (Шийн) И Пәрвәрдигар, уларниң аһанәтлирини, Мени барлиқ қәстлигәнлирини аңлидиңсән, |
| 20487 | LAM 3:64 | |ת| (Тав) Уларниң қоллири қилғанлири бойичә, и Пәрвәрдигар, бешиға җаза яндурғайсән; |
| 20490 | LAM 4:1 | |א| (Аләф) Аһ! Алтун шунчә җуласиз болуп кәтти! Сап алтун шунчә тутуқ болуп кәтти! Муқәддәс өйдики ташлар һәр бир кочиниң бешиға төкүлүп чечилди! |
| 20491 | LAM 4:2 | |ב| (Бәт) Зионниң оғуллири шунчә қиммәтлик, Сап алтунға тегишкүсиз еди, Һазир сапал козилардәк, Сапалчиниң қоли ясиғанлиричиликму қиммити йоқ дәп қариливатиду! |
| 20492 | LAM 4:3 | |ג| (Гимәл) Һәтта чилбөриләр әмчигини тутуп берип балилирини емитиду; Лекин мениң хәлқим чөлдики төгиқушларға охшаш рәһимсиз болди. |
| 20493 | LAM 4:4 | |ד| (Даләт) Бовақниң тили уссузлуқтин таңлийиға чаплишиватиду; Кичик балилар нан тилимәктә, Һеч ким уларға уштуп бәрмәйватиду. |
| 20494 | LAM 4:5 | |ה| (Хе) Назу-немәтләрни йәп көнгәнләр кочиларда сарғийип жүриду; Сөсүн кийим кийдүрүлүп чоң қилинғанлар тезәкликни қучағлап йетиватиду. |
| 20495 | LAM 4:6 | |ו| (Вав) Хәлқимниң қизиниң қәбиһлигигә чүшкән җаза Содомниң гунайиниң җазасидин еғирдур; Чүнки Содом бирақла өрүветилгән еди, һеч адәмниң қоли уни қийнимиған еди. |
| 20496 | LAM 4:7 | |ז| (Заин) Хәлқимниң «Назарий»лири болса қардин сап, сүттин ақ, тени қизил яқутлардин пақирақ еди, Тәқи-турқи көк яқуттәк еди. |
| 20497 | LAM 4:8 | |ח| (Хәт) Һазир чирайлири қурумдин қара; Кочиларда кишиләр тоналмиғидәк болуп қалди; Бир терә-бир устихан болуп қалди; У қақшаллишип яғачтәк болуп кәтти. |
| 20498 | LAM 4:9 | |ט| (Тәт) Қиличта өлтүрүлгәнләр қәһәтчиликтә өлгәнләрдин бәхитликтур; Чүнки улар қақшал болуп кәтмәктә, Тупрақниң мевилири болмиғачқа жиқитилмақта. |
| 20499 | LAM 4:10 | |י| (Йод) Бағри юмшақ аяллар өз қоллири билән балилирини қайнитип пишарди; Хәлқимниң қизи набут қилинғинида балилар уларниң гөши болуп қалди. |
| 20500 | LAM 4:11 | |כ| (Каф) Пәрвәрдигар қәһрини чүшүрүп пиғандин чиқти, Отлуқ ғәзивини төкти; Зионда бир от йеқип, Униң һуллирини жутувәтти. |
| 20501 | LAM 4:12 | |ל| (Ламәд) Йәр йүзидики падишалар вә җаһанда барлиқ туруватқанлар болса, Нә күшәндә нә дүшмәнниң Йерусалимниң қовуқлиридин бөсүп киридиғанлиғиға ишәнмәйтти. |
| 20502 | LAM 4:13 | |מ| (Мәм) Һалбуки, пәйғәмбәрлириниң гуналири түпәйлидин, Каһнлириниң қәбиһликлири түпәйлидин, Уларниң Зионда һәққанийларниң қанлирини төккәнлиги түпәйлидин, — Бу иш бешиға чүшти! |
| 20503 | LAM 4:14 | |נ| (Нун) Һазир улар қарғулардәк кочиларда тенәп жүрмәктә, Улар қанға булғанғанки, Һеч ким кийимлиригә тәккүчи болмайду. |
| 20504 | LAM 4:15 | |ס| (Самәқ) Хәқ уларға: «Йоқулуш! Напаклар! Йоқулуш! Йоқулуш, бизгә тәккүчи болушма!» дәп вақиришмақта. Улар қечип тәрәп-тәрәпкә сәргәрдан болуп кәтти; Лекин әлләр: «уларниң аримизда турушиға болмайду!» — дәватиду. |
| 20505 | LAM 4:16 | |פ| (Пе) Пәрвәрдигар Өзи уларни тарқитивәтти; У уларни қайта нәзиригә алмайду; Каһинларниң һөрмити қилинмиди, Яшанғанларму һеч меһриванлиқ көрмиди. |
| 20506 | LAM 4:17 | |ע| (Айин) Көзимиз ярдәмни беһудә күтүп һалидин кәтти; Дәрвәқә бизни қутқузалмиған бир әлни күтүп күзәт мунарлиримизда туруп кәлдуқ. |
| 20507 | LAM 4:18 | |צ| (Тсадә) Дүшмәнлиримиз изимиздин қоғлап жүрди; Шуңа кочиларда жүрәлмәйттуқ; Әҗилимиз йеқинлашти, күнлиримиз тошти; Чүнки әҗилимиз кәлди! |
| 20508 | LAM 4:19 | |ק| (Коф) Пейимизгә чүшкәнләр асмандики бүркүтләрдин иштик; Тағлардиму бизни қоғлап жүгүрди, Баявандиму бизни бөктүрмидә пайлашти. |
| 20509 | LAM 4:20 | |ר| (Рәш) Җенимизниң нәпәси болған, Пәрвәрдигарниң Мәсиһ қилғини уларниң ора-қапқанлирида тутулди; Биз у тоғрисида: «униң сайисидә әлләр арисида яшаймиз» дәп ойлидуқ! |
| 20510 | LAM 4:21 | |ש| (Шийн) И уз зиминида турғучи, Едомниң қизи, хошал-хурам яйриғин! Лекин бу җаза қәдәһи саңиму өтиду; Сәнму мәс болисән, ялаңачлинисән! |
| 20511 | LAM 4:22 | |ת| (Тав) Қәбиһлигиңниң җазасиға Хатимә берилиду, и Зион қизи; У сени сүргүнлүккә қайта елип кәтмәйду; Лекин, и Едом қизи, у сениң қәбиһлигиңни җазалайду; У гуналириңни ечип ташлайду! |